бирмадики намайишларда қаза қилғанлар омумий сани 753 кә йәтти

бирма хәвпсизлик күчлириниң һәрбий сийасий өзгиришкә вә сайланған һөкүмәт әзалириниң тутуп турулушиға қарши елип бериливатқан намайишларға қораллиқ арилишиши нәтиҗисидә қаза қилғанлар сани 753 кә йәтти.

1628913
бирмадики намайишларда қаза қилғанлар омумий сани 753 кә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: сийасий мәһбусларға йардәм бериш тәшкилатиниң күндилик доклатида, йеқинқи 24 саәт ичидә йәнә икки кишиниң қаза қилғанлиқи, шуниң билән, һәрбий –  сийасий өзгиришкә қарши башланған намайишларда қаза қилғанлар омумий саниниң 753 кә йәткәнлики, буниңдин башқа 3441 адәмниң назарәт астиға елинғанлиқи, 1179 намайишчи үстидин тутуш буйруқи чиқирилғанлиқи қатарлиқ учурларға орун берилди.

йәнә бир тәрәптин, һәрбий – сийасий өзгиришкә қарши «карен миллий бирлики» намлиқ етник қораллиқ гуруппиниң, дөләтниң җәнубидики чеграсидики (тайланд чеграси) бирма армийәсиниң бир һәрбий базисини қолға киргүзгәнлики билдүрүлди.

карен миллий бирлики байанат ишлири ишханиси байанат елан қилип, шу җай вақти саәт 4 тин 30 минут өткәндә карен өлкиисниң мутрав районидики һәрбий базиға бастуруп кирип қолға киргүзгәнликлирини уқтурди. әмма байанатта, адәм өлүш йаки йарилиниш әһвали тоғрисида мәлумат берилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر