афғанистанда җамаәт хәвпсизлики идариси башлиқи һуҗумға учриди

афғанистанниң һерат вилайитидә гулран наһийәлик җамаәт хәвпсизлики идариси башлиқиниң аптомобили һуҗумға учриди.

1628438
афғанистанда җамаәт хәвпсизлики идариси башлиқи һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: һуҗумда гулран наһийәлик җамаәт хәвпсизлики идариси башлиқи билән униң йенидики 2 киши һайатидин айрилди.

һерат валийси сәййид ваһид қаталиниң билдүрүшичә, наһийәдә җамаәт хәвпсизлики идариси мәсуллири олтурған аптомобил һуҗумға учриған, һуҗумда гулран наһийәлик җамаәт хәвпсизлики идарисиниң башлиқи, сабиқ һаким вә йәнә бир киши һайатидин айрилған.

һуҗумниң җавабкарлиқини техичә һечким өз үстигә алмиған.

игилинишичә, дөләт миқйасида йеқиндин буйан көпийип кетишкә башлиған суйиқәст тәшәббуслирида, журналистлар, кишилик һоқуқ паалийәтчилири, диний алимлар, дөләт мәмурлири вә җамаәт хәвпсизлики  күчлири нишан қилинмақта икән.

афғанистан һөкүмити, «бу һуҗумларниң җавабкари талибан» дәп қаримақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر