бирмада җенидин айрилған намайишчилар сани 751 гә чиқти

бирмада һәрбий өзгириш вә хәлқ тәрипидин сайланған һөкүмәт әзалириниң тутқун қилинишиға қарши өткүзүлүватқан намайишларда, армийә қисимлириниң қораллиқ бастуруши сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 751 гә чиқти.

1628354
бирмада җенидин айрилған намайишчилар сани 751 гә чиқти

түркийә авази радийоси хәвири: сийасий тутқунларға йардәм җәмийити елан қилған күндилик доклатта, бирмада йеқинқи 24 саәттә алтә намайишчиниң җенидин айрилғанлиқиниң тоғриланғанлиқи қәйт қилинди.

доклатта, җәмий җенидин айрилған намайишчилар саниниң 751 гә чиққанлиқи, 3 миң 431 кишиниң тутқун қилинғанлиқи вә 1 миң 159 киши үстидә тутуш қарариниң барлиқи әскәртилди.

һәрбий өзгиришкә қарши өткүзүлүватқан намайишларни қоллиған йазғучи вә журналист туту таниң қолға елинғанлиқи билдүрүлди.

бирма «Now» хәвәрләр ториниң зийаритини қобул қилған туту таниң аилиси, 24-апрел йерим кечидә 18 йашлиқ оғли билән бирликтә йангонниң танлйин наһийәсидики өйидин тутуп кетилгәнликини, һазир уларниң қәйәрдә тутуп турулуватқанлиқини билмәйдиғанлиқлирини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر