зимбабведа айропилан қазаси йүз бәрди

зимбабвениң пайтәхти харареда бир һәрбий мәшиқ тик учар айропилани бир өйниң өгзисигә чүшүп кетип, бири кичик бала болуп җәмий төт адәм қаза қилди.

1627447
зимбабведа айропилан қазаси йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт хараредин қозғилип узун өтмәйла алақә үзүлүп қалған зимбабве армийәсиниң мәзкур мәшиқ тик учар айропиланиниң, харарениң арктурус районидики бир өйгә соқулуши нәтиҗисидә, айропилан хадими, икки техник вә бир балиниң қаза қилғанлиқи уқтурулди.

игилинишичә, зимбабве һава армийәси, тик учар вә уруш айропиланлириниң кона икәнликидин шикайәт қилип келиватқан болсиму, зимбабве ғәрб дөләтлириниң ембаргоси сәвәбидин йеңи айропиланларни сетивалалмайдикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر