түрк – американ сода – санаәтчилири байдинни түрк дунйасиниң сәзгүрлүкини нәзәрдә тутушқа чақирди
түрк – американ сода – санаәтчиләр җәмийити, америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдинни 1915 – йил дәвалири тоғрисида түрк дунйасиниң сәзгүрлүкини нәзәрдә тутуп ақиланә позитсийә билдүрүшкә чақирди.
1627359
түркийә авази радийоси хәвири: түрк – американ сода – санаәтчиләр җәмийити байанат елан қилип, түркийә билән американиң истратегийәлик һәмкарлиқиниң район вә дунйадики муһим тәңпуңлуқ амили икәнликигә ишарәт қилған һалда: «1915- йили йүз бәргән көңүлсиз вәқәләрни, әйни дәврниң шараитиға асасән муһакимә қилишни қайрип қойуп, уни түркийәгә бесим ишлитиш васитисиға айландуруш урунушлири иҗабий мунасивәтлиримизгә көләңгә чүшүрмәктә» дегәнләрни қәйт қилди.