фирансийәдики түркләр чадтики намратларға йардәм бәрди
фирансийәдики түрк сахавәтчилири қурған бир хәйр- сахавәт җәмийити, оттура африқа дөлити чадтики 250 аилигә йемәклик йардими бәрди.
1627484
түркийә авази радийоси хәвири: җәмийәт рәиси мәһмәт йилмаз анадолу агентлиқи(AA) ға байанат берип, рамизан ейи мунасивити билән тунҗи қетим чадқа берип төт су қудуқи ачқанлиқини вә йетим балилар үчүн иптар пирограммиси уйуштурғанлиқини билдүрди.