хитай ковид-19 йуқуми мунасивити билән һиндистанниң көңлини утушқа тиришмақта

хитай һиндистанда ковид-19 йуқуми йуқири пәллигә чиқип, сәһийә системисида мәсилә көрүлүшкә башлиғандин кейин тиббий йардәмдә болушни халайдиғанлиқини билдүрди.

1627163
хитай ковид-19 йуқуми мунасивити билән һиндистанниң көңлини утушқа тиришмақта

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси ваң винбин пайтәхт бейҗиңда өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, йеқиндин буйан һиндистанниң йуқумлиниш нисбити өрләп кетип, қийинчилиқларға дуч кәлгәнликидин хитайниң хәвири барлиқини билдүрди вә: «биз һиндистанға йуқумниң алдини елиш үчүн керәклик йардәмләрни беришкә  тәййармиз. ковид -19 йуқуми пүткүл инсанийәтниң ортақ дүшмини, униңға қарши туруш хәлқара иттипақлиқ вә өз-ара йардәмгә моһтаҗ » деди.

һиндистанда күндин күнгә көпийиватқан бимарларниң сани түпәйлидин дохтурханиларниң сиғимчанлиқи бу қейинчилиқларни көтүрүшкә аҗиз кәлмәктә.  

ковид -19 йуқумини давалашта оксиген нәйчисигә охшаш бир қисим муһим дора вә әслиһәләрниң йетишмәслики еғир мәсилиләрни кәлтүрүп чиқармақта.

һиндистанда ковид -19 түпәйли һайатидин айрилғанларниң сани 187 миңдин ешип кәтти.

йеқинқи 24 саәт ичидә 332 миң 518 киши йуқумлинип, «дунйа бойичә әң йуқири йуқумлиниш нисбити» дәп рухәткә елинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر