голландийә F-35 типлиқ күрәшчи айропиланларниң әйипини ашкарилиди

голландийә F-35 типлиқ күрәшчи айропиланлири маториниң күтүлгәндин тез конирап кетидиғанлиқини елан қилди.

1626867
голландийә F-35 типлиқ күрәшчи айропиланларниң әйипини ашкарилиди

түркийә авази радийоси хәвири: голландийәдики барлиқ  F-35 типлиқ күрәшчи айропиланларниң тәкшүрүшкә елинғанлиқи уқтурулди.

голландийә дөләт мудапиә министирлиқи һава армийәсигә тәвә 3 данә F-35 типлиқ айропилан маториниң күтүлгинидин тез конирап кәткәнликини елан қилди.

голландийә дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатида, матордики тез упрашниң сәвәбиниң учуш йолидики сүркилиштин келип чиққан топа-чаң болиши мумкинлики билдүрүлди.

байанатта, «F-35 типлиқ айропиланларниң  матори F-16 ға қариғанда техиму еғир, учуш вә қонуш җәрйанида учуш йолидики сүркилиш техиму көп упришиға сәвәб болмақта» дейилди.

маторниң уприши сәвәбидин голландийәдики барлиқ F-35 типлиқ айропиланларниң тәдбир сүпитидә тәкшүрүшкә елинғанлиқи елан қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر