русийә деңиз армийәси «керч боғузи» да маневир өткүзмәктә

русийә деңиз армийәси «керч боғузи» әтрапида һәрбий маневир өткүзмәктә.

1626249
русийә деңиз армийәси «керч боғузи» да маневир өткүзмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: русийә дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, җәнубий һәрбий район қисимлири билән һава армийәси қисимлири бирликтә өткүзүватқан һәрбий маневирниң, қиримда «керч боғузи» ниң кириш еғизиға йеқин районға җайлашқан опук полигонунда давамлишиватқанлиқи, һәрбий маневирниң асаслиқ нишан басқучиға қәдәм қойғанлиқи, рус деңиз армийәсигә аит парахотларниң деңизға йүрүш қилғанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди: «һәрбий маневирдики қисимларниң паалийәтлиригә асаслиқ қисимлар, һава вә аләм бошлуқи қисимлири, һава мудапиәси системилири, уруш парахотлири, қарадеңиз армийәсиниң бәзи саһил қисимлири, һазар деңизи армийәсиниң бәзи қисимлири вә һава армийәси қисимлири қатнашмақта.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر