русийә чехийәгә наразилиқ билдүрди

русийә ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси марийа захарова, чехийәниң, москваниң «20 чехийәлик дипломатни чеградин қоғлап чиқириш қарарини өзгәртиш» тәлипигә наразилиқ билдүрди.

1626443
русийә чехийәгә наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: захарова өзиниң иҗтимаий алақә торидики адресида байанат елан қилип: «биз прагаға шималий атлантик әһди тәшкилати ичидики дийалог үчүн ултиматом беришини тәвсийә қилимиз. русийәгә бундақ услубни қоллинишни қобул қилишқа болмайду» деди.

у йәнә, чехийәниң москвада турушлуқ баш әлчисиниң русийә ташқи ишлар министирлиқиға чақиртилғанлиқини билдүрди.

чехийә ташқи ишлар министири йақуп клулханек русийәгә мөһләт берип: «22- апрел чүшкичә 20 чех дипломатни чеградин қоғлап чиқириш қарарини өзгәртиши керәклики» ни оттуриға қойғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر