нато башлиқлар йиғини бирйусселда чақирилиду

шималий атлантик әһди тәшкилати баш катипи столтенберг нато башлиқлар йиғининиң 14 – ийун күни белгийәниң пайтәхти бирйусселда чақирилидиғанлиқини билдүрди.

1626194
нато башлиқлар йиғини бирйусселда чақирилиду

түркийә авази радийоси хәвири: столтенберг, бу һәқтә елан қилған йазма байанатида, шималий атлантик әһди тәшкилатиниң 14 – ийун күни белгийәниң пайтәхти бирйусселдики нато қараргаһида чақирилидиған башлиқлар йиғининиң, «йавропа вә шималий америка оттурисидики мунасивәтниң омуртқиси һесаблинидиған нато» ни техиму қудрәт тапқузуш үчүн тепилғусиз пурсәт икәнликини әскәртти.

баш катип столтенберг, иттипақдаш дөләтләрниң рәһбәрлириниң, йиғинда русийәниң таҗавузчилиқ һәрикәтлири, терроризм тәһдити, тор һуҗумлири, барғансери сәрхиллишиватқан вә вәйран қилиш характерлик технологийәләр, килимат өзгиришиниң бихәтәрликкә көрситиватқан тәсири вә хитайниң йүксилиши қатарлиқ мәсилиләрдә қарар чиқиридиғанлиқини қәйт қилди.

шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза дөләтләрниң дөләт вә һөкүмәт башлиқлирини бир йәргә җәм қилидиған нато башлиқлар йиғинлириниң ахирқиси, 2018 – йили бирйусселда чақирилғаниди.

игилинишичә, шималий атлантик әһди тәшкилати қурулғандин буйан уда 28 қетим башлиқлар йиғини чақирилған болуп, нато башлиқлар йиғинлири, иттипақдаш дөләтләрдин биридә баш катипниң рийасәтчиликидә чақирилмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر