америка сайаһәт агаһландурушиға өзгәртиш киргүзди

америка қошма иштатлири, ковид – 19 йуқуми сәвәбидин дунйадики %80 дөләткә қарита елан қилған сайаһәт агаһландурушини «сайаһәт қилмаңлар» дегән мәнини билдүридиған 4- дәриҗигә өзгәртти.

1625680
америка сайаһәт агаһландурушиға өзгәртиш киргүзди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқи тор бетиниң вақипландуруш сәһиписидики сайаһәт агаһландурушлири, америка пуқралириниң чәт әл сайаһәт пиланлириға йардәмчи болуш мәқситидә қәрәллик һалда давамлиқ йеңилинип туриду.

бүгүн йүздин артуқ дөләтниң 4 - дәриҗигә көтүрүлүши билән, америка өз пуқралирини дунйадики %80 дөләткә сайаһәткә бармаслиқни тәвсийә қилди.

мәзкур йеңилашниң кесәлликләрниң алдини елиш вә контрол қилиш мәркизи елан қилған йуқум әһвалиға мунасивәтлик әң йеңи муһакимә вә тәвсийәләргә асасән елип берилғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر