б д т ливийә йиғини һәққидә байаннамә елан қилди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати йавропа иттипақи, африқа әллири иттпақи вә әрәб дөләтлири иттипақиниң иштирак қилишида тор муһити астида чақирилған ливийә йиғинидин кейин ортақ байаннамә елан қилди.

1625544
б д т ливийә йиғини һәққидә байаннамә елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ливийәдә киризисни кәң даирилик вә узақ мәзгиллик һәл қилиш чариси тепиш йолида қолға кәлтүрүлгән мувәппәқийәтләрниң адәмни хурсән қилидиғанлиқи әскәртилгән байаннамидә, ливийә пирезидент кеңиши, миллий бирлик һөкүмити вә башқа органларниң толуқ қоллашқа еришиватқанлиқи қәйт қилинди.

ливийәдә 24 – декабир күни өткүзүлүши пиланлиниватқан сайламларниң ортақ бир қануқ даирисидә ишқа ашурулушиниң зөрүрлүки тәкитләнгән байаннамидә, сайламларниң «кәң даирилик, очуқ – ашкара вә ишәнчилик» рамкиси астида өткүзүлүшиниң муһимлиқи билдүрүлди.

байаннамидә, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ливийәгә қаритилған қорал – йарағ ембарголириниң дәпсәндә қилиниши әйиблинип, чәт әл һәрбий мудахилисини қобул қилишқа болмайдиғанлиқи, һәмдә чәт әл күчлири билән йалланмас әскәрләрниң ливийәдин чиқип кетишниң шәрт икәнлики тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر