әрдоған борисовни тәбриклиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған булғарийә йавропалиқ тәрәққийпәрвәрләр партийәси рәһбири вә вәзиписидин истепа бәргән сабиқ баш министири бойко борисов билән телефонда көрүшти.

1624493
әрдоған борисовни тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған бойко борисовни булғарийәдики сайламда «булғарийә йавропалиқ тәрәққийпәрвәрләр партийәси»ниң әң көп авазға еришкәнлики мунасивити билән тәбриклиди.

булғарийәниң борисовниң рәһбәрликидә иқтисадий тәрәққийат вә муқимлиқни қолға кәлтүргәнликини оттуриға қойған җумһур рәис әрдоған, йеңи һөкүмәт тәшкилләш мусаписиниңму әң йахши шәкилдә тамамлинишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

булғарийәдә 4- апрел парламент сайлими өткүзүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر