судан 1958-йилдин буйан иҗра қилиниватқан исраилийәни байқут қилиш қанунини бикар қилди

судан мустәққилиқ кеңиши вә министирлар кабинети исраилийә билән мунасивәтләрни нормаллаштуруш қәдәмлири даирисидә, 1958-йилдин буйан иҗра қилиниватқан исраилийәни байқут қилиш қанунини бикар қилди.

1624700
судан 1958-йилдин буйан иҗра қилиниватқан исраилийәни байқут қилиш қанунини бикар қилди

 

 

түркийә авази радийоси хәвири: судан әдлийә министири насрәддин абдулбари тивиттерда елан қилған байанатида, «биз йеқинда мустәқиллиқ кеңиши вә министирлар кабинетиниң бирләшмә йиғинида исраилийәни байқут қилиш қанунини бикар қилидиған қанун лайиһәсини мақуллидуқ» деди.

«исраилийәни байқут қилиш қануни» суданлиқларниң исраилийәдики һәр қандақ бир исраилийә пуқраси, орган йаки чәтәл ширкәтлири билән келишим түзүшини мәний қилатти.

бу қанун билән исраилийәдә ишләпчиқирилған малларниң суданға кириши вә судандин өтүшигиму рухсәт қилинмайтти.

қанундики бәлгилимигә хилаплиқ қилғанларға 10 йиллиққичә қамақ җазаси вә җәриманә қойулатти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر