шималий иреландийәниң пайтәхти белфаст йәнә малиман болди

шаһзадә филипниң өлүмидин кейин әнгилийәниң йавропа иттипақида болишини қоллиғучилар вақтинчә тохтатқан зораванлиқ һәрикәтлирини дәпнә мурасимидин кейин шималий иреландийәниң пайтәхти белфастта йәнә қайта башлиди.

1624768
шималий иреландийәниң пайтәхти белфаст йәнә малиман болди

түркийә авази радийоси хәвири:  йавропа иттипақи билән һасил қилинған брекист келишими (әнгилийәниң йавропа иттипақидин айрилиш келишими) гә асасән шималий иреландийә билән әнгилийәниң башқа дөләтләр билән болған содисиға чәклимә қойулишиға қарши чиққан вә иттипақлиқни қоллайдиған протестантлар йәнә қайтидин кочиларға чиқип наразилиқ намайиши башлиди.

намайишчилар от йеқип йолларни тости. сақчиларға таш вә ботулкиларни атти. сақчилар гуруппиниң католиклар олтурақлашқан районға киришигә йол қоймиди.

29-мартта башланған вәқәләр шаһзадә филипниң 9-апрелда вапат болушидин кейин вақтинчә тохтиған иди.

иттипақни қоллиғучилар 17-апрелда дәпнә мурасимидин кейин пуқравий итаәтсизлик чақириқи елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر