русийә қарадеңизда маневирни давамлаштурмақта

русийә һәрбий парахотлири қарадеңиздики маневирини давамлаштурмақта.

1624930
русийә қарадеңизда маневирни давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: русийәниң қарадеңиз флоти қиш пәсиллик тәлим-тәрбийә вә тәкшүрүш паалийәтлири даирисидә, 20 дин артуқ һәрбий парахотниң қара деңизда маневир өткүзүватқанлиқини елан қилди.

маневирға, «Su-25CM3» типлиқ айропиланлар билән һава қалқан мудапиә системилириниңму қатнаштурулғанлиқи, җәнубий һәрбий районидики 50 дин артуқ уруш айропиланиниң қанунсиз бесивелинған қиримға орунлаштурулғанлиқи билдүрүлди.

дөләт мудапиә министири сергей шойгу 6-апрел русийә һәрбий күчлириниң урушқа тәййар туруш әһвалиға мунасивәтлик тәкшүрүшләрни башлиғанлиқлирини әскәртип, охшимиған районларда тактикилиқ маневирларниң өткүзүлидиғанлиқини билдүргән иди.

тәлим-тәрбийә пилани даирисидә, апрелда 4 миң 48 һәрбий маневирниң өткүзүлидиғанлиқи қәйт қилинған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر