дунйа сәһийә тәшкилати 25 – 59 йаш арилиқидики кишиләр һәққидә агаһландурди

дунйа сәһийә тәшкилати баш директори тедрос аданом гебрейус дунйа миқйасида 25-59 арилиқидики кишиләр арисида «ковид – 19» вируси билән йуқумлиниш вә дохтурханида йетиш нисбитиниң әндишилик шәкилдә көпийиватқанлиқи тоғрулуқ агаһландурди.

1624625
дунйа сәһийә тәшкилати 25 – 59 йаш арилиқидики кишиләр һәққидә агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: гебрейус, дунйа сәһийә тәшкилатиниң шивейтсарийәниң җәнвә шәһиридики мәркизидә видео конферанс васитиси арқилиқ өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, мундақ деди: «алдинқи һәптә <ковид – 19> вируси билән йуқумланғучилар сани арқимуарқа 8 – һәптидә көпийип кәтти вә 5.2 милйондин көп кишиниң йуқумланғанлиқи билдүрүлди. бу һазирғичә бир һәптә ичидә көрүлгән әң көп йуқумлиниш әһвали иди.»

дунйа миқйасида «ковид – 19» йуқуми сәвәбидин қаза қилғанлар саниниңму арқимуарқа 5 – һәптидә көпийип кәткәнликини ейтқан гебрейус, дунйаниң һәрқайси җайлирида 25 – 59 йаш арилиқидики кишиләр арисида  ковид – 19» вируси билән йуқумлиниш вә дохтурханида йетиш нисбитиниң әндишилик шәкилдә көпийиватқанлиқи тоғрулуқ агаһландурди, һәмдә буниң сәвәбиниң йеңи варийантлар вә йаш қурамиға йәткәнләр оттурисидики «иҗтимаий алақә» икәнликини қәйт қилди.

ваксина әмләткүзүш мәсилиси тоғрилиқму тохталған гебрейус, дунйа миқйасида һазирғичә 832 милйон қута «ковид – 19» ваксинисиниң әмләнгәнликини тәкитләп мундақ деди: «лекин ваксиниларниң % 82 тин көпрәки йуқири йаки йуқири – оттура һал киримлик ​​дөләтләргә кәткән болса, төвән киримлик ​​дөләтләр пәқәт% 0.2 ваксиниғила еришәлиди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر