америкадики нурғун иштатларда сақчиларға қарши намайишлар давамлашмақта

әсли африқилиқ йаш даунте райтниң бир сақчи тәрипидин етип өлтүрүлиши билән башланған намайиш минниаполис шәһридә давамлишиватқиниға 1 һәптидин ашти.

1624006
америкадики нурғун иштатларда сақчиларға қарши намайишлар давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: нәччә йүзлигән киши бруклин сақчи идариси алдида вә миннесота унверсититида йиғилип, ирқий айримчи сақчиларниң зораванлиқиға вә сақиларниң намайишчиларға қаратқан қаттиқ қоллиқиға наразилиқ билдүрди.

портландтиму  намайишчилар америкида сақчилар тәрипидин өлтүрүлгән африқилиқларниң исмини йуқири авазда оқуди вә  райт үчүн адаләт тәләп қилди.

денвердиму намайишчилар лозункиларни көтүрүшүп, «қара тәнликләрниң һайати муһим» дегән шоарларни товлиди вә сақчиларниң зораванлиқиға наразилиқ билдүрди.

шималий каролина өлкисигә қарашлиқ шарлот шәһиридә, «қара тәнликләрниң һайати муһим» гурупписи әзалири сақчиларниң зораванлиқиға қарши намайиш өткүзди. фирст вард бағчисиға йиғилған намайишчилар шәһәр мәркизигә қарап йүрүш қилди.

даунте райтни өлтүргән сақчи мәмури ким поттер иккинчи дәриҗилик қәстләп өлтүрүш җинайити билән әйибләнмәктә.

еһтийатсизлиқтин ток тапанчисини алимән дәп һәқиқи тапанчисини чиқарғанлиқи илгири сүрүлгән ким поттерниң 10 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилиниши тәләп қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر