афғанистан парламенти истанбул конферансиниң тарихий пурсәт икәнликини билдүрди

афғанистан парламентиниң башлиқи мир рахман рахмани 24-апрелда истанбулда өткүзүлүши пилан қилинған тинчлиқ конферансиниң тарихий пурсәт икәнликини ейтти.

1624233
афғанистан парламенти истанбул конферансиниң тарихий пурсәт икәнликини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистан парламентиниң башлиқи мир рахман рахмани парламентта, истанбул конферансиниң дөләттә уруш тохтитиш вә афғанистан мәсилисигә тинчлиқни йақилайдиған һәл қилиш чариси тепиш үмидини пәйда қилғанлиқини билдүрди.

у районлуқ вә хәлқаралиқ мурәссә болушиниң, шундақла миллий мурәссә алий кеңишиниң истанбул тинчлиқ конферансиға тәййарлиқ қилишиниң, тинчлиқни капаләткә игә қилиш вә урушни ахирлаштуруш мәсилисидә үмидни күчәйткәнликини әскәртип, талибанниңму мәзкур конферансни қәтий қачуруп қоймаслиқи керәкликини қәйт қилди.

у конферанста һазирқи һөкүмәт системиси, асасий қанун, қолға кәлтүргән мәнивийәт вә әркинликләрни қоғдашниң барлиқ тәрәпләр үчүн муһимлиққа игә болуши керәкликини тәкитлиди.

у талибанниң истанбул конферансиға қатнишиш үчүн б д т вә күчлүк тәсиргә игә дөләтләрдин муһим хизмәтләрни ишлишини тәләп қилди.

истанбул түркийә, қатар вә б д т ниң бирликтә рийасәтчиликидә 24-апрелдин 4-майғичә афғанистандики тәрәпләрниң қатнишиши астида ечилидиған йуқири сәвийәлик вә кәң даирилик бир конферансқа саһибханлиқ қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر