тесла аптомобили бир дәрәхкә соқулуп кәтти

американиң тексас иштатида аптоматик һалда меңиватқан тесла аптомобилиниң қатнаш вәқәсигә учриши сәвәбидин икки киши җенидин айрилди.

1623974
тесла аптомобили бир дәрәхкә соқулуп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: американиң тексас иштатида аптоматик һалда меңиватқан тесла аптомобилиниң қатнаш вәқәсигә учриши сәвәбидин икки киши җенидин айрилди.

билдүрүлишичә, шопур болмиған вә алдидики орун билән кәйнидики орунда бирдин икки киши олтурған тесла аптомобили, бир дәрәхкә соқулған вә арқидин от кәткән. вәқәдә икки киши җенидин айрилған. аптомобилниң батарийәлири давамлиқ көйгәнлики үчүн отни өчүрүшкә төт саәттин артуқ вақит кәткән.

мәзкур вәқә, тесла аптомобиллири үчүн бихәтәрлик әндишәлирини пәйда қилди.

америка аптомобил бихәтәрлики агентлиқи йеқинқи күнләрдә йүз бәргә үч қатнаш вәқәсини өз ичигә алған тесла аптомобиллириға мунасивәтлик җәмий 27 қатнаш вәқәси үстидә тәкшүрүшниң башланғанлиқини уқтурған иди.

тесланиң йуқири дәриҗилик башқурғучиси елон маск (Elon Musk) 2021-йили йанварда елан қилған байанатта, йеңи аптоматик аптомобил йумталлиридин зор пайдиға еришишни үмид қиливатқанлиқлирини ейтқан иди.

аптоматик аптомобил һәйдәш(self-driving) техникисиниң содида мувәппәқийәткә еришиши үчүн бихәтәрлик әндишәлирини әң төвән сәвийәгә чүшүрүши керәклики қәйт қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر