нигерийәдә йолда кетиватқан май тошиғучи аптомобил партлап кәтти

нигерийәниң бену өлкисидә йолда кетиватқан май тошиғучи аптомобил өрүлүп чүшүп, йүз бәргән партлашта 12 киши қаза қилди.

1623980
нигерийәдә йолда кетиватқан май тошиғучи аптомобил партлап кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: дөләтлик йол бихәтәрлик оргини (FRSC) ниң бену өлкилик башлиқи йақубу муһәммәд йәрлиқ мәтбуатқа бәргән байанатида, май тошиғучи аптомобилниң өлкигә қарашлиқ ошигбуду-обагаҗи йолида өрүлүп чүшиши билән партлаш йүз бәргәнликини билдүрди.

йақубу муһәммәд партлашта дәсләпки ениқлашларға асасланғанда, 3 айал вә бир балини өз ичигә алған җәмий 12 кишиниң һайатидин айрилғанлиқини вә  нурғун кишиниң йариланғанлиқини ейтти.

йариланғанлардин бәзилириниң әһвалиниң еғир икнәликини тәкитлигән йақубу муһәммәд, қаза қилғанлар саниниң көпийишидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди.

йақубу муһәммәд партилашта әтраптики өйләр вә дуканларниңму зийанға учриғанлиқини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر