бирма өктичилири шәрқий җәнубий асийа иттипақи йиғиниға қатнишишни тәләп қилди

бирмада һәрбий өзгириш вә хәлқ тәрипидин сайланған һөкүмәт әзалирини тутқун қилишқа қарши өткүзүлүватқан намайишларда, хәвпсизлик күчлириниң қораллиқ бастуруши нәтиҗисидә җенидин айрилғанларниң сани 737 гә чиқти.

1624063
бирма өктичилири шәрқий җәнубий асийа иттипақи йиғиниға қатнишишни тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: сийасий тутқунларға йардәм җәмийити намайишларда җенидин айрилғанлар тоғрисида доклат елан қилди.

доклатта, бирмада йеқинқи 24 саәттә йәттә кишиниң җенидин айрилғанлиқи билдүрүлди. буниң билән, намайишларда җәмий җенидин айрилғанлар сани 737 гә, тутқун қилинғанлар сани 3 миң 229 ға вә  үстидә тутуш қарари чиқирилғанлар сани 930 ға чиқти.

һәрбий өзгиришкә қарши өктичи парламент әзалири тәшкиллигән дөләт парламенти вәкил комитети һәрбий һөкүмәткә қарши қурған «хәлқ һөкүмитиниң», бирма киризисини музакирә қилиш үчүн 24-апрел (2021) һиндонезийәдә өткүзүлидиған шәрқий җәнубий асийа дөләтләр иттипақи рәһбәрләр йиғиниға қатнишишни тәләп қилғанлиқи қәйт қилинди.

хәлқ һөкүмити вәкиллиридин мое заво америка авазиниң зийаритини қобул қилғанда: «әгәр шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақи бирмадики киризисни һәл қилишни халиса, хәлқниң қоллишиға еришкән хәлқ һөкүмитини музакирәгә қатнаштурмастин һечқандақ мувәппәқийәткә еришәлмәйду» деди.

у хәлқ һөкүмити вәкиллириниң тәклип қилинишиниң, һәрбий өзгиришниң мувәппәқийәтлик болмаслиқи нуқтисидин муһим икәнликини әскәртип: «һазирғичә шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақидин бизгә тәклип кәлмиди. бу мәсилиниң җиддий түрдә музакирә қилинишини тәләп қилимиз» деди.

һәрбий өзгиришкә қарши өктичи парламент әзалири 16-апрел һәрбий өзгиришни қанунсиз икәнликини билдүрүп, хәлқниң авази билән сайланған парламент әзалиридин тәшкилләнгән «хәлқ һөкүмити» қурғанлиқлирини елан қилған иди.

хәлқ һөкүмити кабентида, 1-феврал һәрбий өзгиришидин бурун тутқун қилинған бирманиң сабиқ пирезиденти вин мйинт «пирезидент» лиққа, тутқун астидики дөләт рәһбири аң сан сучи «дөләт мәслиһәтчи» ликигә көрситилгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر