америкадики түрк җәмийәтлири байдинни әрмәни дәвасини тилға алмаслиққа чақирди

америка қошма иштатлирида паалийәт қиливатқан түрк аммиви тәшкилатлири, пирезидент җо байдинни 24- апрелда әрмәнләрниң аталмиш 1915 – йил дәвалирини тилға алмаслиққа чақирди.

1623127
америкадики түрк җәмийәтлири байдинни әрмәни дәвасини тилға алмаслиққа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: түрк - америка йетәкләш комитетиниң байденға йоллиған мәктупида, 1885- йилидин 1919- йилиғичә болған җәрйандики әрмән исйанлири вә османлиларниң буниңға билдүргән инкаси нәтиҗисидә йүз бәргән адәм өлүш әһваллиридин чоңқур қайғуридиғанлиқи тәкитлинип: «1915 – йил әйибләшлиридинму бәкрәк йаришиш, илгириләш һасил қилиш үчүн адил вә мувапиқ йолдур» дегән ибариләргә орун берилди.

мәктупта, б д т җәнвә әһдинамиси вә йавропа кишилик һоқуқ сотиниң қарариға асасән, әрмән вәқәсиниң «ирқий қирғинчилиқ» дәп қаралмайдиғанлиқиға ишарәт қилинип: «24- апрелда төһмәт чаплашниң орниға, сизни әрмәнләр билән түркләрни ортақ өтмүш әтрапида бирләштүрүшкә вә мурәккәп өтмүш билән мувапиқ усулда һесаблишиш үчүн бир йәргә җәм қилишқа рәһбәрлик қилишқа тәклип қилимиз» дейилди.

вашингитонға җайлашқан түрк - америка җәмийәтлири ансамбилиму байденға очуқ хәт әвәтип, 24 – апрелда елан қилидиған байанатида, әрмәнләрниң тәшвиқатини әмәс, бәлки өзи вәкиллик қиливатқан йерим милйонлуқ теги түрк америкалиқларниму ойлишишқа чақирди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر