боко һарам йәнә нурғун адәмниң җениға замин болди

боко һарам террорлуқ тәшкилатиниң ғәрбий африқа дөлити нигерийәниң шәрқий шималида садир қилған һуҗумида нурғун адәм җенидин айрилди.

1623037
боко һарам йәнә нурғун адәмниң җениға замин болди

түркийә авази радийоси хәвири: боко һарам террорлуқ тәшкилатиниң ғәрбий африқа дөлити нигерийәниң шәрқий шималида садир қилған һуҗумида 18 адәм қаза қилди, 21 адәм йариланди.

һуҗумдин кейин елип берилған зәрбә бериш һәрикәтлиридә болса, нурғун терорчи бир тәрәп қилинди.

борно өлкиси валийси бабагана зулум, боко һарам әзалириниң дамасакқа қилған һуҗумидин кейин районни зийарәт қилди вә вәқә тоғрисида байанат берип, һуҗумда 18 адәмниң җенидин айрилғанлиқини, 21 адәмниң йарилғанлиқини уқтурди.

йәнә бир тәрәптин, нигерийә армийәси байанатчиси муһәммәд йерима, армийәниң борно өлкисиниң моббар районида боко һарамға қарши һава вә қуруқлуқтин зәрбә бериш һәрикити  елип берип тәшкилатниң нурғун әзасини уҗуқтурғанлиқини вә террорчиларниң панаһлиниш орунлирини битчит қилип ташлиғанлиқини билдүрди.

боко һарамниң 2009- йилдин буйан нигерийәдә садир қилған кәң көләмлик террорлуқ һәрикәтлиридә 20 миңдин артуқ адәм җенидин айрилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر