кишиләр үчинчи қетим ваксина әмлитиши керәк болуши мумкин

америка дора ширкити файзер (Pfizer) ширкәтниң вухән вируси (Kovid-19) билән әмләнгән кишиләрниң әң кейин болғанда 12 ай ичидә үчинчи қетимлиқ әмлитишкә еһтийаҗлиқ болуши мумкинликини елан қилди.

1622487
кишиләр үчинчи қетим ваксина әмлитиши керәк болуши мумкин

түркийә авази радийоси хәвири: файзер ширкитиниң йуқири дәриҗилик башқурғучиси алберт борла (Albert Bourla): «еһтималлиққа қариғанда, алтә ай билән 12 ай оттурисида үчинчи қетимлиқ әмләшкә еһтийаҗ чүшиду вә кишиләр һәр йили йеңидин әмлиниши керәк.  вирусниң йеңи варийантлириниң көрүлүши бу қарарни қилишта муһим рол ойнайду» деди.

файзерниң санлиқ мәлуматлириниң 2 миңдин артуқ әмләнгән кишигә асаслинидиғанлиқи, әмма вирустин қоғдашниң алтә айдин кейин давамлишип-давамлашмиғанлиқини бәлгиләш үчүн техиму көп санлиқ мәлуматқа еһтийаҗлиқ икәнлики қәйт қилинди.

файзер вә бийонтек (BioNTech) феврал ейида вирусниң йеңи варийантлириға қарши иммунитит күчини техиму йахши билиш үчүн ваксинаниң үчинчи қетимлиқ әмлинишини синақ қилғанлиқлирини елан қилған иди.

җонсон вә җонсон (Johnson & Johnson) ширкитиниң йуқири дәриҗилик бир башқурғучиси алекс горскй (Alex Gorsky) худдий пәсиллик зукам ваксиналириға охшаш, кишиләрниң һәр йили вухән вируси ваксинасини әмлитишиниң шәрт болуш мумкинликини билдүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر