бәшшар әсәд һакимийити 81 миң 916 қетим варил бомбиси билән һуҗум қилған

сүрийәдә бәшшар әсәд һакимийити йеқинқи тоққуз йилда дөләтниң охшимиған районлирида өктичиләрниң контроллуқидики туралғуларға қилған һуҗумлирида, 81 миң 916 қетим варил бомбиси атқан.

1622513
бәшшар әсәд һакимийити 81 миң 916 қетим варил бомбиси билән һуҗум қилған

түркийә авази радийоси хәвири: сүрийәдә пуқраларниң һәқ-һоқуқлириға хилаплиқ қилмишларни һөҗҗәтләштүргән сүрийә кишилик һоқуқ тори(SNHR), бәшшар әсәд һакимийитиниң 2021-йили ийулдин 2021-йили апрелғичә қилған варил бомбиси һуҗумлириниң доклатини елан қилди.

доклатқа асасланғанда, бәшшар әсәд күчлири бу мәзгилдә өктичиләрниң қолидики пуқралар туралғулириға қилған һуҗумлирида 81 миң 916 қетим варил бомбиси атқан вә бу һуҗумларда 1821 кичик бала, 1780 айални өз ичигә алған 11 миң 87 пуқра җенидин айрилған.

2012-йилидин тартип тик учарлардин етилған варил бомбилири билән зәһәрлик газни өз ичигә алған 93 химийәлик һуҗум қилинған.

доклатта, бәшшар әсәд һакимийитиниң варил бомбилиридин пуқраларни йурт-маканлиридин қоғдаш үчүн пайдиланғанлиқи вә һәр хил һуҗумлар сәвәбидин милйонларчә кишиниң йурт-маканлиридин айрилишқа мәҗбур болғанлиқи қәйт қилинди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر