талибан бир һәрбий районға һуҗум қилди

талибанларниң афғанистанниң забул вилайитидики бир һәрбий районға қилған һуҗумида 10 хәвпсизлик хадиминиң җенидин айрилғанлиқи билдүрүлди.

1621981
талибан бир һәрбий районға һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: забул вилайәтлик җамаәт хәвпсизлик идариси байанатчиси муһәммәд вәйс сәмим, талибанларниң забулниң холан рибат районидики һәрбий районға қораллиқ вә бомбилиқ һуҗум қилғанлиқини уқтурди.

забул вилайәтлик шура (кеңәш)ниң башлиқи ата җан һәқбайан, һуҗумда 10 хәвпсизлик хадиминиң җенидин айрилғанлиқини билдүрди.

талибан һазирғичә бу һәқтә һечқандақ байанат елан қилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر