германийә, фирансийә вә хитай рәһбәрлири килимат өзгириши йиғиниға қатнишиду

германийә баш министири ангела меркел, фирансийә пирезиденти макрон вә хитай рәиси ши җинпиң әтә (2021-йили 16-апрел) өткүзүлидиған үч дөләтниң «килимат өзгириши алий рәһбәрләр йиғини» ға қатнишиду.

1622062
германийә, фирансийә вә хитай рәһбәрлири килимат өзгириши йиғиниға қатнишиду

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси хуа чүнйиң йазма байанат елан қилип, әтә өткүзүлидиған килимат өзгириши алий йиғинида, германийә баш министири ангела меркел, фирансийә пирезиденти макрон вә хитай рәиси ши җинпиңниң көрүшидиғанлиқини билдүрди.

у ши җинпиңниң йиғинға бейҗиңдин интернет арқилиқ қатнишидиғанлиқини әскәртип, фирансийә пирезиденти макронниң йиғинға қатнишишни тәклип қилғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر