байдин  меркел билән телефонлашти

америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин германийә баш министири ангела меркел билән телефонда көрүшти.

1621800
байдин  меркел билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай тәрипидин елан қилинған байанатта, телефон сөһбитидә, америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин билән германийә баш министири ангела меркелниң, украинаниң земин пүтүнлүки вә игилик һоқуқини қоллайдиғанлиқлирини йәнә бир қетим тәкитлигәнлики, трансатлантик мунасивәтләр даирисидә әһдигә вапа қилишниң зөрүрлүкини билдүргәнлики, шуниң билән бир вақитта, «ковид – 19» йуқумиға қарши күрәш, йәр шари характерлик сағламлиқ бихәтәрликини күчәйтиш, килимат өзгиришигә қарши күрәш  қатарлиқ һәр икки тәрәп ортақ көңүл бөлидиған мәсилиләрдә зич һәмкарлиқ орнитиш тоғрулуқ бирдәклик һасил қилғанлиқи әскәртилип мундақ дейилди: «икки рәһбәр, русийәниң украина чеграси вә ишғал астидики қиримға қисим орунлаштуруш мәсилисидә әндилишилирини оттуриға қойди, украинаниң игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкини қоллайдиғанлиқлирини йәнә бир қетим байан қилди.»

америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдинниң, афғанистанда шималий атлантик әһди тәшкилатиниң қәтий ирадә билән йардәм бериш қисмиға қошқан төһпилири үчүн германийә баш министири ангела меркелгә рәһмәт ейтқанлиқи әскәртилгән байанатта,  икки рәһбәрниң, афғанистанда тинчлиқ орнитиш йолидики тиришчанлиқларни қоллаш мәсилисидә ортақ тонуш һасил қилғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر