русийә қарадеңизда һәрбий маневир өткүзүшни башлиди

русийә деңиз армийәси районға америка қошма иштатлири уруш парахотлири йетип бериштин илгири қарадеңизда һәрбий маневир өткүзүшни башлиди.

1621245
русийә қарадеңизда һәрбий маневир өткүзүшни башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: һәр қайси хәвәр агентлиқлири, маневирға русийәниң қиримдики қарадеңиз филосиниң парахотлири билән тик учар айропилан вә айропилан атарлириниң қатнаштурулғанлиқини хәвәр қилди.

игилинишичә, маневирда қуруқлуқ вә һавадики нишанларға зәрбә бериш мәшқи ишқа ашурулидикән.

бир қанчә күн илгири америка қошма иштатлири икки уруш парахотини қарадеңизға орунлаштуруш үчүн районға әвәткәнликини уқтурғаниди.

американиң мәзкур қәдими русийәниң украина чеграсиға әскәр топлашқа башлидин кейин ташланғаниди.

русийә ташқи ишлар министири йардәмчиси сергер рйабков, американиң қарадеңизға уруш парахоти әвәтишигә «иғвагәрчилик» дәп баһа бәргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر