русийә б д т екранида косова байриқиниң көринишигә наразилиқ билдүрди
бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң косова йиғини русийәниң екранда косова байриқиниң көринишигә қарши чиқиши түпәйлидин вақитлиқ тохтитилди.
түркийә авази радийоси хәвири: б д т хәвпсизлик кеңишиниң торда чақирилған косова йиғинида, русийәниң б д т да турушлуқ даимий вәкили димитрий полйанский косовани дөләт дәп етирап қилмайдиғанлиқини билдүрүп, косова байриқиниң вә ташқи ишлар министири доника гервалланиң екранида көрүнишигә наразилиқ билдүрди.
полийанский б д т хәвпсизлик кеңишиниң 8 әзасиниң косовани етирап қилмайдиғанлиқини тәкитләп косова дөләт байриқини екранда көрсәтмәсликини тәләп қилди.
русийәниң байраққа билдүргән наразилиқи йиғинниң бир мәзгил тохтитилишиға сәвәб болди.
апрелда б д т хәвпсизлик кеңишиниң нөвәтчи рәиси болған вейетнам баш әлчиси даң дин куй болса, тор йиғинида косова байриқи көрүнсә боливиридиғанлиқини тәкитлиди вә узун өтмәйла йиғинни қайта башлатти.
2008-йили 17-февралда сербийәдин айрилип чиқип, өз алдиға мустәқиллиқини җакарлиған косовани дунйада җәмий 117 дөләт етирап қилиду.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
туск: дунйа йеңи бир уруш дәвригә қәдәм қойди
полша баш министири доналд туск дунйаниң йеңи уруш дәвригә қәдәм қойғанлиқини оттуриға қойди.