һәсән руһани русийә ташқи ишлар министири лавровни һузурида қобул қилди

иран пирезиденти һәсән руһани американиң йадро келишимигә қайтишниң бирдинбир йолиниң ембарголарниң әмәлдин қалдурулуши икәнликини билдүрди.

1620469
һәсән руһани русийә ташқи ишлар министири лавровни һузурида қобул қилди

түркийә авази радийоси хәвири: иран пирезидентлиқ мәһкимиси һәсән руһаниниң русийә ташқи ишлар министири сергей лавровни һузурида қобул қилғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатқа асасланғанда, русийә ташқи ишлар министири сергей лавровни пайтәхт әнқәрәдә һузурида қобул қилған һәсән руһани, йадро келишимидики тутқан позитсийәси мунасивити билән русийәни алқишлиған.

у: «америка вә пүткүл дунйа әң қаттиқ бесим қилиш сийаситиниң мувәппәқийәтсиз болғанлиқи тоғрисида хуласигә кәлди. американиң йадро келишимигә қайтип келишиниң бирдинбир йоли ембарголарниң әмәлдин қалдурулушидур. мунасивәтлиримизниң вә оттуридики вәзийәтниң 2015-йилида берилгән вәдиләргә вә келишимгә қайтишни халаймиз. тәрәпләр келишим җәрйанида бәргән вәдилиригә әмәл қилиши керәк. биз буниңдин азни қобул қилмаймиз, шундақла буниңдин җиққа еришишниң пийидиму әмәс» дегән.

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров: «москваниң қаришичә мәсилини һәл қилишниң бирдинбир йоли американиң шәртсиз һалда йадро келишимигә қайтип келиши вә бәргән вәдилиригә әмәл қилишидур» дегән.

лавров теһран зийарити даирисидә, иран ташқи ишлар министири җәвад зариф билән көрүшүп, теһран билән москва оттурисидики узун муддәтлик һәмкарлиқ келишими, йадро келишими вә ембарголар қатарлиқ районлуқ һәмдә хәлқаралиқ мәсилиләрни музакирә қилған иди.

көрүшүштин кейин, икки дөләт оттурисида мәдәнийәт саһәси бойичә бир келишим вә бийологийәлик хәвпсизлик саһәси бойичә бир келишим имзаланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر