йапонийәдә 65 йаштин йуқиридикиләрни әмләш башланди

йапонийәдә ваксина әмләш хизмәтлири пилан-лайиһәләр даирисидә 65 вә униңдин йуқири йаштикиләргә вухән вируси (Kovid-19) ваксинаси әмлиниду.

1619737
йапонийәдә 65 йаштин йуқиридикиләрни әмләш башланди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә сәһийә, әмгәк вә параванлиқ министирлиқи дөләт нопусиниң тәхминән %30 ни тәшкил қилидиған 65 йаш вә униңдин йуқири йаштики кишиләрни әмләш мусаписини башлиди.

кйодо агентлиқи йапонийәниң 47 иштатиниң 39 ида 65 йаштин йуқиридики кишиләргә амболаторийә, җәмийәт мәркәзлири вә тәнтәрбийә заллири қатарлиқ җайларда ваксина әмләнгәнликини хәвәр қилди.

йапонийә сәһийә, әмгәк вә параванлиқ министирлиқиниң мәлуматлириға асасланғанда, 2021-йили 9-апрелдин башлап пүткүл дөләттики 1.1 милйон сәһийә хадимлириниң биринчи қетимлиқ ваксина әмләш ишлири ахирлашқан. май ейиниң үчинчи һәптисидә 4.8 милйон сәһийә хадимини әмләш пилан қилинмақта икән.

һөкүмәт җәмий 314 милйон данә ваксинаниң бийонтек-файзер, астразенека вә модерна ширкәтлиридин закас қилинғанлиқини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر