самиһ шүкри: мисир түркийә билән болған мунасивәтләрни йахшилашни халайду

мисир ташқи ишлар министири самиһ шүкри, түркийә билән һәр икки дөләткә пайдилиқ шәкилдә диалог вә хәлқара қанунға уйғун мунасивәтләртниң орнитилишини халайдиғанлиқини билдүрди.

1619430
самиһ шүкри: мисир түркийә билән болған мунасивәтләрни йахшилашни халайду

түркийә авази радийоси хәвири: самиһ шүкри, түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу билән елип барған телефон сөһбити һәққидә йәрлик телевизийә қанилиға байанат берип,  түркийәниң йеқинқи мәзгилдики байанатлири вә ташлиған қәдәмлирини қәдирләйдиғанлиқини ейтти.

самиһ шүкри сийасий көрсәткүч җәһәттин мунасивәтләрниң рамкисини бәлгиләйдиған сийасий ечиветиш басқучиға өтүшкә алаһидә әһмийәт беридиғанлиқини билдүрүп,  мәвлут чавушоғлу билән рамизан ейиниң келишини тәбрикләш үчүн телефонлашқанлиқини ейтти.

самиһ шүкри түркийәниң мисирниң әһмийитигә алақидар байанатлири вә бәргән сигналлири үстидә сөһбәт өткүзгәнликини әскәртип, «мисир һәр икки тәрәпкә пайдилиқ болидиған диалог орнитишни шундақла өзара мәнпәәтлиригә зийан йәткүзмәстин, хәлқара қанунға  уйғун мунасивәт орнитишни халайду» деди.

самиһ шүкри керәклик асас шәкилләнгәндә , буни сийасий йиғин шәклидә музакирилишишкә әһмийәт беридиғанлиқини билдүрди.

түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу 10-апрелда рамизан ейини тәбрикләш үчүн мисир ташқи ишлар министири самиһ шүкри билән телефонда көрүшкән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر