парижда қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

фирансийә пайтәхти париждики бир дохтурханиниң алдида қораллиқ һуҗум йүз берип, бир кишиниң җенидин айрилғанлиқи вә бир кишиниң йариланғанлиқи билдүрүлди.

1619753
парижда қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә пайтәхти парижда бир дохтурханиниң алдида қораллиқ һуҗум йүз бәрди. вәқәдә, бир киши җенидин айрилди, бир киши йариланди. һуҗумчи мотосиклит билән қечип кәтти.

сақчи даирилири йариланған кишиниң вәқә йүз бәргән җайдики һенрий дунант (Henry Dunant) дохтурханисиға йатқузулғанлиқи билдүрүлди.

б ф м (BFM) телевизийәси җенидин айрилған кишиниң әр икәнликини, йариланған кишиниң болса, дохтурханида вәзипә өтәйдиған аманлиқ сақлаш хадими икәнликини хәвәр қилди.

һуҗумниң сәвәби һазирчә ениқ әмәс.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر