җәвад зариф: исраилийәдин натанз йадро итансисисға қилинған һуҗумниң интиқами чоқум елиниду

иран ташқи ишлар министири җәвад зариф исфаһан өлкисидики натанз йадро итансисисға қилинған һуҗумниң арқисида исраилийәниң қоли барлиқини илгири сүрүп, чоқум интқами елинидиғанлиқини тәкитлиди.

1619406
җәвад зариф: исраилийәдин натанз йадро итансисисға қилинған һуҗумниң интиқами чоқум елиниду

түркийә авази радийоси хәвири: иран рәсмий хәвәр агентлиқи «IRNA» ниң хәвиригә асасланғанда, җәвад зариф иран парламенти дөләт бихәтәрлик комитетиға американи йадро келишимгә қайтуруп келиш үчүн иран вә америка оттурисида елип бериливатқан сөһбәтләр һәққидә мәлумат бәргән.

җәвад зариф натанз йадро истансисисға қилинған һуҗум үстидиму тохтилип, америка тәрипидин иранға йүргүзүлгән ембарголарниң бекар қилинишиға исраилийә даирилириниң йол қоймайдиғанлиқини тәкитлигән.

җәвад зариф натанз йадро истансисисға қилинған һуҗумниң әслидә америкиниң ембарголирини бекар қилиш үчүн иран елип бериватқан сөһбәтни нишан қилғанлиқи тәкитләп, «зионистлар ембарголарни бикар қилиштики мувәппәқийитимизниң интиқамини иран хәлқидин елишни халайду. әмма биз буниңға йол қоймаймиз вә зионистларниң бу һәрикитиниң интиқамини чоқум алимиз» деди.

иран ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси сәйид хатибзадә һәр хил мәнбәләрниң вәқәниң арқисида исраилийәниң қоли барлиқини җәзмләштүргәнликини әскәртип,  иранниң йадро тиришчанлиқиниң һәргиз төвәнлимәйдиғанлиқини ейтти.

түнүгүн әтигәндә натанз йадро истансисисниң ток тәқсимләш торида вәқә чиққанлиқи билдүрүлгән иди.

 тәкшүрүштин кейин кәчтә, иран атом енергийә оргини башлиқи әли әкбәр салиһи бу вәқәниң «терорлуқ һәрикити» икәнликини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر