ле пен пирезиденлиққа намзат болидиғанлиқини елан қилди

фирансийәдики ашқун оңчил миллий бирлик партийәсиниң рәһбири марин ле пен, 2022 - йили өткүзүлидиған пирезидентлиқ сайлимида пирезидент намзати болуп риқабәткә чүшидиғанлиқини елан қилди.

1618448
ле пен пирезиденлиққа намзат болидиғанлиқини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ле пен мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, фирансийәдики әң йеңи әлрайи тәкшүрүшлириниң 2022 - йилидики пирезидентлиқ сайлиминиң иккинчи басқучқа қалидиғанлиқи қаришини оттуриға қойғанлиқини ейтти.

«әлрайи нәтиҗилири тунҗи қетим ғәлибиниң маңа тәәллуқ болуш еһтималлиқи барлиқини көрсәтмәктә» дегән ле пен, келәр йили өткүзүлидиған пирезидентлиқ сайлимида риқабәткә чүшидиғанлиқини җакарлиди.

фирансийәдики әлрайи тәкшүрүшлири, әгәр ле пен иккинчи қетимлиқ пирезидентлиқ сайлимида риқабәткә чүшсә, %48 авазға еришишидин үмид барлиқиға ишарәт қилмақта.

ле пен 2017 - йилидики пирезидентлиқ сайлимиға қатншип, биринчи айланмида %21.3, иккинчи айланмида %33.9 авазға еришкәниди.

фирансийәниң ашқун солчил «бойсунмаслиқ һәрикити» рәһбири жан лук меленчон билән фирансийәниң хавтс - фирансийә райониниң башлиқи вә сабиқ министир шавиер бертрандму 2022 – йилидики пирезидентлиқ сайлимида намзат болидиғанлиқини елан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر