байдин әнглийәгә тәзийә билдүрди

америка қошма иштатлири пирезиденти җов байдин, әнглийә айал падишаһи II елзабетниң йолдиши единбург кинәзи шаһзадә филип үчүн тәзийә телеграммиси тарқатти.

1618553
байдин әнглийәгә тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: җо байдин тәзийә телеграммисида: «барлиқ америка хәлқигә вакалитән айал падишаһ II елзабетқа, хан җәмәтигә вә әнглийәдики барлиқ кишиләргә чоңқур тәзийә билдүримиз» дегән ибариләргә орун бәрди.

шаһзадә филипниң һайатида нурғунлиған тарихий әһмийәткә игә ишларға шаһит болғанлиқини тилға алған байдин, бундақ муһим бир кишидин айрилип қалғанлиқидин чоңқур қайғурғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر