йавропа – ақдеңиз кишилик һоқуқ тәшкилати нетанйаһуға наразилиқ билдүрди

йавропа – ақдеңиз кишилик һоқуқ тәшкилати исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһуниң исраилийә үстидин тәкшүрүш елип бериш һоқуқи болмиған хәлқара җинайи ишлар соти билән һәмкарлашмайдиғанлиқиға алақидар байанатлириға наразилиқ билдүрди.

1617838
йавропа – ақдеңиз кишилик һоқуқ тәшкилати нетанйаһуға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа – ақдеңиз кишилик һоқуқ тәшкилати тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «исраилийә бу қарарни, өзиниң уруш җинайити вә инсанийәткә қарши җинайәт шәкилләндүридиған кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини садир қилғанлиқини билгәнилики үчүн чиқарди, хәлқаралиқ тәкшүрүшләр мәсилисидә  һәмкарлашмаслиқ қарари, мәсулийәттин қечишниң намайәндисидур.»

хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимисидин, һечқандақ бесимға баш әгмәслик вә тәкшүрүшни башлаш тәләп қилинған байанатта, йавропа иттипақи дөләтлиригә хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимисиниң тәкшүрүшини қоллаш вә тәкшүрүштин орун алидиған адвокатлар, гуваһчилар вә аммиви тәшкилатларниң паалийәтчилирини қоғдаш тәләп қилинди.

исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһуниң, дөләт мудапиә министири бенни гантиз, баш тәптиш авичай манделблит вә дөләт бихәтәрлик тәшкилатиниң йуқири дәриҗилик мәсуллири билән 8 – апрел күни чақирилған йиғинда, хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимисиниң тәптиши фату бенсудаға, униң исраилийә үстидин тәкшүрүш башлаш һоқуқи йоқлуқини вә исраилийәниң хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимиси билән бу җәһәттә һәмкарлишишни рәт қилидиғанлиқини билдүрүш қарар қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر