әнглийәдә байқалған вухән вируси варийантиниң хәтәрлик икәнлики билдүрүлди

әнглийәдә байқалған вухән вируси (Kovid-19) варийантиниң, әң дәсләптә оттуриға чиққан вухән вирусидин 1.32 һәссә тез йуқидиғанлиқи билдүрүлди.

1617812
әнглийәдә байқалған вухән вируси варийантиниң хәтәрлик икәнлики билдүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийәдә байқалған вухән вируси (Kovid-19) түриниң, әң дәсләптә оттуриға чиққан вухән вирусидин 1.32 һәссә тез йуқидиғанлиқи билдүрүлди.

NHK ниң хәвиригә қариғанда, йапонийә дөләтлик йуқумлуқ кесәлликләр тәтқиқат иниститути (NIID) ниң тәтқиқатчилири пүтүн мәмликәткә тарқалған Kovid-19 ниң варийантлирини тәкшүргән.

тәхминән 50 күн давамлашқан анализ җәрйанидин кейин, әнглийәдә пәйда болған вухән вируси варийантиниң әсли вирусқа қариғанда 1.32 һәссә тез йуқидиғанлиқи байқалған.

NIID ниң рәиси такаҗи вакита мухбирларни күтүвелиш йиғинида, бу варийантниң кансай райониға мәркәзләшкәнликини, бара-бара токйо вә әтраптики иштатларға тарқилишқа башлиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر