венезуела америка билән әнглийәдин қамалдики байлиқлирини қойуп беришини тәләп қилди

венезуела, вухән вируси (ковид – 19) ваксиниси сетивелиш үчүн әнгилийә вә америкадин тоңлитилған алтун записи вә банка һесабатини әркин қойуп беришни тәләп қилди.

1617793
венезуела америка билән әнглийәдин қамалдики байлиқлирини қойуп беришини тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: венезуела дипломатийә министири җорҗе арреза твиттердики адреси арқилиқ байанат елан қилип, дөлитиниң чәт әлдә қамал қиливелинған байлиқлириниң әркин қойуветилишини тәләп қилип: «ваксина сетивелиниши үчүн имбарголар бикар қилиниши вә милйардларчә доллардин кәм дегәндә 300 милйон доллар қойуп берилиши керәк. биз буниңдин илгири буни тәләп қилған болсақму, нә америка, нә әнгилийә тәлипимизгә иҗабий җаваб қайтурмиди» деди.

венезуелада николас мадуро һөкүмити билән өктичиләр 21- мартта байанат елан қилип, өзлириниң ковид -19 ваксиниси сетивелиш тоғрисида келишим һасил қилғанлиқини җакарлиғаниди.

венезуеланиң әнгилийә мәркизий банкисидики алтуниниң қиммитиниң 930 милйон йавроға йетидиғанлиқи мөлчәрләнмәктә.

америка ембаргоси сәвәбидин иқтисадий қийинчилиққа дуч кәлгән венезуеланиң сағламлиқ системисиниң йуқумға тақабил туралмаслиқидин әндишә қилинмақта.

венезуела һөкүмити, биринчи қетим 2018- йилиниң ахирида әнглийә мәркизи банкисидин қамал қиливалған алтунлирини қойуп беришни тәләп қилғаниди.

банка 2019- йили 1- айда бу тәләпни рәт қилған болсиму, әмма шу айда өзини вақитлиқ пирезидент дәп җакарлиған хуан гүайдо бу алтунларниң мадуро һөкүмитигә берилмәсликини тәләп қилғаниди.

пирезидент мадурони вәзиписидин истепа беришкә мәҗбурлаш үчүн җаза йүргүзгән америка, башқа дөләтләр , чәт әл банкилири вә ширкәтләрни бу ембарголарға хилаплиқ қилмаслиқ тоғрисида агаһландурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر