булғарийәдә һечқайси партийә һөкүмәт қуруш саниға йетәлмиди

булғарийәдә мәркизий сайлам комитети 4-апрел (2021) да өткүзүлгән вә қатнишиш нисбити %49.1 кә йәткән парламент сайлимиға мунасивәтлик рәсмий нәтиҗә елан қилинди.

1617753
булғарийәдә һечқайси партийә һөкүмәт қуруш саниға йетәлмиди

түркийә авази радийоси хәвири: булғарийә мәркизий сайлам комитети 4-апрел өткүзүлгән парламент сайлиминиң рәсмий нәтиҗилирини елан қилди.

нәтиҗиләргә асасланғанда, 240 кишилик парламентта, баш министир бойко борисов (Boyko Borisov) ниң «булғарийәниң йавропалиқ тәрәққийати үчүн йуртдашлар партийәси» 75 орунға, слави трифонов (Slavi Trifonov) ниң «бундақ бир хәлқ бар партийәси» 51 орунға игә болған.

парламентта, йилтизи коммунист болған русийәпәрәс булғарийә сотсийалист партийәси 43, әзалириниң көпинчиси түркләр болған «һәқ-һоқуқ вә әркинликләр һәрикити партийәси» 30 орунға игә болған.

баш министир бойко борисовға қарши намайиш һәрикәтлиригә башчилиқ қилған оңчил «демократик булғарийә партийәси» 27 орунға вә солчи «орниңдин тур! магандалар чиқип кәт!» партийәси 14 орунға игә болған.

билдүрүлишичә, 6 милйон 789 миң 605 сайлиғучи болған булғарийәдә, 3 милйон 334 миң 283 киши беләт ташлиған.

сайлам нәтиҗиси булғарийәдә һечқайси сийасий партийәниң өз алдиға һөкүмәт қуралмайдиғанлиқини көрсәтмәктә. йәни, йеңи кабентниң парламенттин ишәнч авази алалиши үчүн, әң аз дегәндә 121 парламент әзасиға игә болуши керәк.

2020-йилиниң оттурилирида мафйа билән мунасивити бар, дәп әйиблинип хәлқ намайишлири башланғандин буйан ахбарат билән алақисини үзгән баш министир бойко борисов, рәсмий нәтиҗиләрни сақлимастин парламент әзалиқидин ваз кәчкәнликини елан қилди.

у «алаһидә имтийаз қалқини» ға еһтийаҗиниң йоқлуқини билдүрүп, парламентқа киргән башқа партийәләрниң ишәнч авази үчүн қоллишиға еришәлмәйдиғанлиқини, парламентта әң чоң гурупписи болған партийәси намида қуридиған һөкүмәтниң парламенттин өтәлмәйдиғанлиқини илгири сүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر