нигерийәдә қачқун мәһбусларниң бир қисми тәслим болди

нигерийәниң имо өлкисидә 5 – апрел күни түрмигә қилинған һуҗум әснасида қачқан 1844 мәһбустин 36 си тәслим болди.

1616968
нигерийәдә қачқун мәһбусларниң бир қисми тәслим болди

түркийә авази радийоси хәвири: овери түрмисиниң байанатчиси җәймс мадуба, бу һәқтә елан қилған байанатида, қораллиқ унсурларниң өлкиниң пайтәхти оверри шәһиридики түрмигә қилған һуҗуми әснасида қечип кәткән башқа мәһбусларни ахтуруп туруш паалийәтлириниң давамлишиватқанлиқини уқтурғаниди.

нигерийә ички ишлар министири рауф арегбесола, қечип кәткән мәһбуслар  тәслим болған тәқдирдә, қачқанлиқи сәвәблик җазаға тартилмайдиғанлиқини ейтқаниди.

шу қетимқи һуҗум әснасида 1844 мәһбус қечқип кәткән, 35 мәһбус қечишни рәт қилған, 50 аптомобилға от қойуп берилгән, 6 қачқун болса өз ихтийарлиқи билән түрмигә қайтқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر