борис җонсон шималий иреландийәдики вәқәләрни әйиблиди

шималий иреландийәдә өткән һәптә иттипақ тәрәпдарлири билән бөлгүнчиләр оттурисида башланған намайишлар изчил давамлашмақта.

1617075
борис җонсон шималий иреландийәдики вәқәләрни әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий иреландийә пайтәхти белфастта бөлгүнчи син фейин (Sinn Fein) партийәси әзалириниң бир дәпнә мурасимида вухән вируси(Kovid-19)  тәдбирлиригә хилаплиқ қилишиға, иттипақлиқ тәрәпдарлириниң наразилиқ билдүрүши билән өткән һәптә башланған намайишлар давам қилмақта.

әнглийәниң йавропа иттипақи билән түзгән айрилиш келишими бойичә, шималий иреландийә вә бирләшмә падишаһлиқниң башқа җайлири оттурисида содиға чәклимә қойған бәлгилимиләрму йәнә бир сәвәб болған намайишларда, бир аптобусқа от қойуп берилди, бир фотограф мухбири һуҗумға учриди.

сақчиларға таш етип һуҗум қилған иттипақ тәрәпдарлири, бөлгүнчиләр билән тоқунушти. вәқәләрдә нурғун сақчи йарианди.

вәқәләрниң икки тәрәп айрилған вә «тинчлиқ теми» дәп атилидиған шәнкил (Shankill) йоли әтрапида йүз бәргәнлики қәйт қилинди.

әнглийә баш вәзири борис җонсон йүз бәргән вәқәләрни әйибләп твиттерда елан қилған байанатида: «шималий иреландийәдики зораванлиқ вәқәлиридин, болупму хәлқни вә мал-мүлүкни қоғдиған сақчиларға қилинған һуҗумлардин, бир аптобусқа вә бир мухбирға қилинған һуҗумдин интаин қайғурдум» деди.

у оишимаслиқларни һәл қилиш йолиниң зораванлиқ әмәс, бәлки дийалог икәнликини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر