биразилийәдә вухән вирусиниң 18 шәклиниң бирләшмисидин пәйда болған йеңи түр байқалди

биразилийәдә вухән вируси (Kovid-19) ниң ениқланмиған 18 өзгәргән шәклиниң бирләшмисидин пәйда болған йеңи түри байқалди.

1617483
биразилийәдә вухән вирусиниң 18 шәклиниң бирләшмисидин пәйда болған йеңи түр байқалди

түркийә авази радийоси хәвири: биразилийә «O Globo»  ниң бир хәвиридә билдүрүлишичә, бело хоризонте (Belo Horizonte) шәһиридики минас (Minas Gerais) универстетиниң тәтқиқатчилири билән рейоди жанеро федератсийә универстети тәтқиқатчилири, вухән вирусиниң 18 өзгәргән шәклиниң бирләшмисидин пәйда болған йеңи түрини байқиған.

тәтқиқатчилар мәзкур йеңи түрниң хәтәрлик йошурун күчигә игә икәнликини, илгири ениқланмиған 18 түрниң ичидә биразилийәниң амазонас иштатида көрүлгән P1, рийо ди жанеро да көрүлгәнP2, әнглийәдә көрүлгәнB.1.1.7  вә җәнубий африқада көрүлгән B.1.1.351 түрлиригә охшаш алаһидиликкә игә түрләрниң байқалғанлиқини қәйт қилди.

минас универстетиниң тәтқиқатчиси ренато сантана (Renato Santana) байқалған түрниң техиму тез тарқилидиғанлиқини йаки техиму хәтәрлик икәнликини ейтиш үчүн балдурлуқ қилидиғанлиқини әскәртип: «биразилийәдә илгири байқалған түрләр охшаш алаһидиликләргә игә икәнликини билиш муһим. демисиму йеңи алаһидиликләргә игә» деди.

у мәзкур түрниң қачан вә қәйәрдә оттуриға чиққанлиқини билиш үчүн тәтқиқ қилиниши керәкликини қәйт қилди.

ваба 2021-йили мартта әң еғирлашқан биразилийәдә, 7-апрел бир күндә 4 миңдин артуқ киши җенидин айрилған иди.

биразилийәдә бүгүнгичә 340 миңдин артуқ кишиниң өлүмигә сәвәб болған вухән вируси, дөләттә 13.1 милйондин артуқ кишидә байқалди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر