бирма баш әлчиси өз дөлитиниң әлчихана бинаисиға киргүзүлмиди

бирманиң лондондики әлчиханисиниң һәрбий ишлар дипломати, дөлитидә йүз бәргән һәрбий – сийасий өзгиришни қоллимайдиғанлиқини билдүргән берма баш әлчиси кйав звар минниң әлчихана бинасиға киришигә йол қоймиди.

1617043
бирма баш әлчиси өз дөлитиниң әлчихана бинаисиға киргүзүлмиди

түркийә авази радийоси хәвири: звар минн әлчихана бинасиниң сиртида мухбирларға байанат берип, һәрбий ишларға мәсул дипломатниң әлчихана хадимлириниң бинадин чиқип кетишини тәләп қилғанлиқини билдүрди.

һәрбий дипломатниң өзигә «әмди дөләткә вәкиллик қилалмайдиғанлиқи»ни ейтқанлиқини байан қилған мин, бу вәқәгә «лондонниң мәркизидә йүз бәргән кичик сийасий өзгириш» дәп баһа бәрди.

бир әлчихана хизмәтчисиниң, әлчихана бинаси алдида машинисида арам еливатқан баш әлчиниң кечини машинисида өткүзидиғанлиқини ейтқанлиқи илгири сүрүлди.

лондон сақчилири әлчихана бинаси әтрапида бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтти.

баш әлчи минн әнглийә мәтбуатлириға бәргән байанатида, дөлитиниң ички уруш гирдабиға берип қалғанлиқиға ишарәт қилип: «мән бермалиқларниң өлүп кетишини көрүшни халимаймән» деди.

мин өзиниң су чи һөкүмити дәвридә баш әлчиликкә тәйинләнгәнликини вә һәрбий һөкүмәтниң буйруқиға буйсунмайдиғанлиқини елан қилғаниди.

шуниңдин кейин, бермада һакимийәтни тартивалған армийә, дөләттики һәрбий сийасий өзгириш вә сайланған һөкүмәт әзалириниң қолға елинғанлиқини тәнқид қилған баш әлчи миннниң бирмаға қайтип келишини тәләп қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر