венезуела хәлқаралиқ җәмийәттин йардәм тәләп қилди

венезуела ташқи ишлар министири хорге арреза (Jorge Arreaza) б д т дин чеградики коломбийәлик қалаймиқан қораллиқ гуруппиларға қарши күрәштә, тхникилиқ вә дипломатик йардәм тәләп қилди.

1616316
венезуела хәлқаралиқ җәмийәттин йардәм тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: венезуела ташқи ишлар министири хорге арреза пайтәхт каракаста өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, чеградики қораллиқ гуруппиларниң венезуела тәрәпкә көмгән меналарни байқаш вә бир тәрәп қилиш мәсилисидә, б д т мена тазилаш оргинидин техникилиқ йардәм тәләп қилғанлиқлирини билдүрди.

у б д т дин коломбийәлик қалаймиқан қораллиқ гуруппиларниң қәйәрдә йошурунғанлиқини билиш үчүн тәкшүрүшни тәләп қилип, коломбийә пирезиденти иван дуке (Ivan Duque) ниң мәзкур гуруппиларни қоғдаватқан болуши мумкинликигә ишарә қилди.

б д т ниң венезуела билән коломбийәниң чегра районлиридики киризисни бирликтә һәл қилиш үчүн бивастә алақә қанили қурушқа йардәм қилишни тәләп қилип, һазир икки дөләт күчлири арисида кординатсийәниң әң төвән сәвийәдә икәнликини қәйт қилди.

чеграға йеқин районларда йашайдиған 5 миңдин артуқ венезуелалиқларниң тоқунушлар сәвәбидин йурт-маканлиридин айрилип, коломбийә тәрәпкә өтүп кәткәнлики билинмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر