шималий корейә: дөләттә һеч «ковид – 19» йуқуми көрүлмиди

шималий корейә даирилири дунйа сәһийә тәшкилатиға дөләттә һеч «ковид – 19» вируси билән йуқумлиниш әһвалиниң көрүлмигәнлликини билдүрди.

1616514
шималий корейә: дөләттә һеч «ковид – 19» йуқуми көрүлмиди

түркийә авази радийоси хәвири: «ковид – 19» йуқумиға қарши күрәш «миллий мәвҗутлуқ мәсилиси» дәп қариливатқан шималий корейә даирилири, дунйа сәһийә тәшкилатиға йоллиған доклатида, дөләт миқйасида һеч кишиниң «ковид – 19» вируси билән йуқумланмиғанлиқини җакарлиди.

дунйа сәһийә тәшкилатиниң шималий корейәдә турушлуқ вәкили едвин салвадор, 732 си 26 – марттин 1 – апрелғичә болған арилиқта, «ковид – 19» йуқуми оттуриға чиққандин буйан дөләт миқйасида 23 миң 121 кишиниң тәкшүрүлгәнлики, тәкшүрүш нәтиҗисидә һечкимниң «ковид – 19» вируси билән йуқумланмиғанлиқиниң ениқлап чиқилғанлиқини уқтурди.

дөләттә «ковид – 19» вируси билән йуқумланған дегән гуман билән карантин астиға елинған кишиләрниң сани тоғрулуқ болса, дунйа сәһийә тәшкилатиға мәлумат берилмиди.

шималий корейә, түнүгүн тәнһәрикәтчилирини «ковид – 19» йуқумидин қоғдаш үчүн, токйо олимпик тәнһәрикәт мусабиқисигә қатнашмайдиғанлиқини билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر