нигерийәдә хитайларни гөрүгә тутуп кетиш һадисиси әвҗ алмақта

нигерийәниң осун өлкисидә икки хитай кан ишчиси төләм үчүн гөрүгә тутуп кетилди.

1616775
нигерийәдә хитайларни гөрүгә тутуп кетиш һадисиси әвҗ алмақта

түркийә авази радийоси хәвири:нигерийә  дөләт таратқулириниң хәвәрлиригә асасланғанда, кимлики намәлум кишиләр осун өлкисигә қарашлиқ окепа/ итикан йезисидики бир алтун каниға һуҗум қилған.

һуҗумда, икки хитай кан ишчиси гөрүгә тутуп кетилгән вә алтун кандики икки аманлиқ сақлиғучи йариланған.

алақидар даириләр районға бихәтәрлик қисимлириниң әвәтилгәнликини вә тутқун қилинған хитайларни тепиш үчүн һәрикәт башлиғанлиқини елан қилди.

осун өлкисидә икки ай илгириму қораллиқ кишиләр тәрипидин қилинған һуҗумда, үч хитай тутқун қилинған вә бир аманлиқни сақлаш хадими өлтүрүлгән иди.

нигерийәниң нурғунлиған өлкилиридә төләм үчүн гөрүгә тутуп кетишниң җазаси өлүм дәп бекитилгән болсиму, әмма бу хил вәқәләрниң алдини елиш мумкин болмай кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر